вторник, 25 декабря 2007 г.

Мурат Насыров













Әссаламу Әләйкум.

1 комментарий:

Emeren Amraq комментирует...

автори: намәлум
йоллиғучи: Алтунтарим
Уйғурлар дунядики башқа хәлқләргә охшашла өзлириниң узун әсирлик шанлиқ мәдәнийәт вә сиясий тарих әнъәнисигә игә болупла қалмастин бәлки өзлириниң чин қәлбидин пәхирлинидиған, сөйидиған вә улуғлайдиған султан Сутуқ, Моюнчур, Сәъидихан кәби императорлири, Йүсүп Хас Һажиптәк сиясийон-дөләт әрбаблири, Махмут Қәшқири кәби алимлири, Әлишир Навайи кәби язғучи-шаъирлири вә Аманнисахан кәби сәнъәткарлиридин ибарәт көплигән намайәндилиригә егә болған.
Уйғурларниң шанлиқ вә сәлтәнәтлик өтмүши һәм әшу бүйүк намайәндилири уларниң миллий еңиниң йилтизини суғарғучи роһи мәнбә болған болса, 20-әсирдә мәйданға чиққан һазирқи заман уйғур улуқ адәмлири уйғур миллий кимликини раважландуруш вә күчәйтишниң аванъгартлири сүпитидә теңирқаш һәм үмидварлиқ билән келәчәккә қарап мәрданә қәдәм ташлаватқан уйғурниң алға илгирилишигә илһам бериш шуниңдәк чақириқ қилиштәк шәрәплик вәзиписини атқурмақта. 20-21-әсирдики уйғур мәниви дунясини бейитишкә һәссә қошуватқан уйғур пидакарлириниң сани вә кәсип даъириси көп болупла қалмастин, бәлки қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлириму аллиқачан Тәклимакан вә Җуңғарийидин ибарәт икки ойманлиқтин һалқип өтүп, Евро-Асияға жүмлидин дунийаға йүзләнди һәмдә хәлиқаралиқ түс алди. Узун йиллар бу икки ойманлиққа дүмләп қоюлған уйғур кимлики бүгүнки күндә тарихтики Орхун дөлитиниң егилирилиқ сүпити биләнла әмәс бәлки, йеңи уйғур кимлики һалитидә йәр шариға тонулушқа башлиди. Дунийа мундақ бир милләтниң һечқачан унтулуп кетилмәйдиғанлиғи, бәлки әждадлириға охшашла йеңи тарих язидиғанлиғиға ишәнди вә ишләнмәктә.
Мән әнә шу көплигән талантлиқ вә пидакар кишилиримиз қатарида пәқәт аддий бир уйғур нахшичиси йәни уйғур сәнъәткари һәққидә асасий тема сүпитидә тохталмақчимән. Әмма әскәртимәнки, мениң нәзиримдә өз хәлқи үчүн жавапкарлиқ туйғуси һис қилған һәм миллитиниң алдида неминиң номус, неминиң шәрәп екәнлигини һәс қилалиған аддий адәмләрниң һәммиси охшашла әң сөйүмлүктур!
Русларни усулға салған уйғур муңи
Сөйүмлүк достлар! шунчә шох "Гүл айим" нахшиси узун йиллардин буйан кишиләрниң қәлбини ләрзигә селип, һаятлиққа романтик муһәббәт туйғуси билән үзүлмәс шижаъәт бәхш етип келиватқанлиғи һәммигә мәлум! Бәлки, бу нахшини билмәйдиған бирму уйғур болмиса керәк?! Уйғурниң пак муһәббәткә, садақәтмәнликкә шундақла әркин, шад-хорам һаятқа болған интилиши билән юғурулған бу нахша уйғурниң мәниви күч қуввитиниң мәнбәси сүпитидә, уйғурниң айиғи тәккән йәрләрниң һәммисигә йетип барған һәм бармақта. Мана бүгүнки күнләрдә бу нахша Русийә сәһнилирини зил- зилигә селип, сәнъәтхумар Рус тамашибинлирини орунлиридин турғузивәтмәктә. Бу нахша бипаян Русийиниң Москва, Санкт Петербург қатарлиқ көплигән чоң-кичик шәһәрлири һәтта сибирийә орманлиқлиридики соғуқ иқлим қишлақлирида, Волга - Урал вадилирида, Украинаниң Днепр дәрялири вадилирида, Беларусийәниң йешиллиққа пүркәнгән түзләнгиликлиридә, Молдавийәниң үзүмзарлиқлирида яңрап, у йәрләрдики кишиләргә уйғур миллитиниң достлуқ тиләклирини билдүрмәктә. Өмиридә уйғур дегән намни аңлап бақмиған кишиләр уйғурниң бу шох нахшисиниң күчлүк музикилиқ ударлириға жүр болуп усулға чүшмәктә. Әлвәттә, өзидин башқа хәлиқләрниң мәдәнийитини өзидин үстүн көрүш туйғуси вә өзидин башқа милләтләрниң миллий аһаңлиридин зоқ елиш иқтидари кәмчилик билән тонулған Русларниң уйғурниң кичиккинә бир йезиси болған Атушниң әнъәниви хәлқ аһаңлириға усулға чүшиши зор бир мөжизә болса керәк? Бу мөжизә пәқәт мәхсус Рус музикилирини вә Русларниң музика психикисини яхши чүшәнгән уйғур йигити Мурат Насиров тәрипидин яритилди.
Ундақта мәзкур нахшини шунчә йеқимлиқ ейтип, мустәқил дөләтләр һәм достлуғи кишилирини һаяжанға салған бу нахшичи ким? У, бүгүнки күндә русийә жүмлидин пүтүн мустәқил дөләтләр һәм достлуқида мәшһур болуп тонулған, нахша хумар яшларниң чоқунуш обйектиға айланған, нахша чолпини Мурат Насировтур. Мурат Насиров бүгүнки рус әстрадлиқ нахша - музикисиниң әң мәшһур вәкиллири Алла Пугачева, Филип Киркоров, Олег Газманов, Валерий Леонтьев вә башқиларға охшаш шан-шөһрәткә әришкән болуп, һазирқи заман русийә сәнъәт тарихидин пәхирлик орун алған.
Әлвәттә, шох вә йеқимлиқ нахша-музикиларниң вақти кәлсә милләт вә тил айримиси болмайду, әнә шундақ һәммә милләт жүмлидин һәммә инсан ортақ һозурлиналайдиған, бәһр алалайдиған нахша-музикиларни һәммә музикант ижад қилалмайду шундақла һәммә нахшичилар ейталмайду.
Сабиқ Совет иттипақида илгири кейин икки уйғур нахшиси Русларни қисқиси Сабиқ Совет иттипақидики һәр милләт тамашибинлирини усулға чүшүрди десәк мубалиғә болмиса керәк, бу икки уйғур нахшисиниң бири 70-80-йилларда пүтүн Оттура Асия вә Совет иттипақиға тонулған уйғурларниң "Яшлиқ" ансамбили тәрипидин орунланған "Аппақ-аппақ тошқанлар" болса, йәнә бири 90-йилларниң ахирлирида вә һазирму ейтиливатқан "Гүл айим" нахшисидур. Һәр иккила нахша уйғур хәлиқ ижадийитигә мәнсуп болсиму, лекин уларниң ижрачилириниң исимлири Мурат болуп, алдинқиси Қазақистан хәлиқ артисти, Қазақистан жумһурийәтлик уйғур театириниң директори Мурат Әхмәди еди. 70-80-йилларда "Яшлиқ" ансамбилиға рәһбәрлик қилған яш Мурат Әхмәди уйғурлар арисида тунжи қетим мәхсус гуруппа түзүп, уйғур чалғулири билән ғәрб вә заманиви чалғуларни һәм музика ударлирини бирләштүрүш арқилиқ уйғур нахша-музикилирини Қазақистанни өз ичигә алған Оттура Асия жумһурийәтлиридә шуниңдәк Сабиқ Совет иттипақиниң башқа жумһурийәтлири вә районлирида орунлап, миллионлиған ихласмәнләрни бойсундурған еди. Яшлиқ ансамбилиниң гурупписи дайим телевизор екранлирида көрүнүп, "Аппақ-аппақ тошқанлар" нахшиси радио- теливизорларда дайим яңрап турғанлиқи үчүн Оттура Асия жумһурийәтлиридики һәр милләт кишилириниң той -төкүнлиридә, көңүл ечиш сорунлирида вә түрлүк мәдәнийәт паалийәтлиридә бу нахшини ейтиш һәм усул ойнаш нормал әһвалға айланған еди.
Мурат Әхмәдиниң нами әйни вақитта яшлиқ ансамбили билән һәм әшу өзи орунлиған бир қатар нахшилири билән зич бағлинип кәткән болуп, униң ихласмәнлири тар уйғур даъирисидин һалқип кәткән. Бәлки, Мурат Әхмәди һазирму әшу 20 - 30 йилларниң алдидики шөһрити билән яшаватқан болса, керәк?! Мурат Әхмәди десә кишиләр униң һазирқи нахшилири әмәс бәлки униң яшлиқ мәзгилидә ейтқан "Аппақ-аппақ тошқанлар", "Биринчи муһәббәт" вә башқа бир қатар нахшилирини әслиригә кәлтүриду. Қисқиси, Сабиқ Совет иттипақидики нопуси аз милләт һесаблинидиған уйғурдин чиққан икки Мурат у йәрләрдики уйғурларнила әмәс, бәлки пүтүн дунядики уйғурларни тонутти. Кейинки Мурат бурунқи Мураттин зор дәрижидә һалқип кәткәнки, у Москвадәк риқабәт шәһиридә, русларниң мана мән дегән чолпанлири риқабәтлишип, ахири уларниң ичидики әң күчлүклири вә талантлиқлири утуп чиқидиған бир жайда риқабәт мәйданиға чүшүп, даң чиқарди вә шөһрәт қазанди.
Әлвәттә, һәр бир нахшичиниң дәвр сүридиған, шан-шәрәп қазинидиған, сан-санақсиз ихласмәнләрни мәһлия қилидиған вә уларни мәниви жәһәттин бойсундиридиған бир мәзгили болиду шуниңдәк йәнә йеңи әвладларға орун берип, пәхирлик нами вә авази билән өз һөрмитини сақлап қалидиған вә яки уни йоқитип, бара-бара ихласмәнләр тәрипидин унтулидиған мәзгилиму болиду. Әмма, Мурат Насиров алдинқисигә мәнсуп болуп, у он нәччә йилдин буян өз шөһритидин мәһрум қалмиди һәм техиму йеңи вә заманға лайиқ ижадийәтлирини мәйданға чиқирип, ихласмәнлириниң санини вә даъирисини техиму кеңәйтмәктә вә көпәйтмәктә.
Демәк, мениң баян қилидиғиним кона Мурат әмәс бәлки йеңи Мурат, йәни Москва чолпанлири тизимликиниң алдинқи ретидин орун алған, миллионлиған нахша-хумар рус ихласмәнлири өзигә мәһлия қилған вә мәниви жәһәттин бойсундурған Мурат Насировтур!
Уйғур роһи билән юғурулған Мурат
Һәрқандақ бир дәвр сүрүп даң чиқарған шәхсниң муъәййән бир өсүп-йетилиш һәм өз мувәппәқийәтлиригә еришиш мусаписи болиду, йәнә өз нөвитидә бу шәхсниң мувәппәқийәт қазинишиға тәсир көрсәткән амиллар вә сәвәбләр болиду. Муратниң нәтижә қазинишиниңму өзигә хас бир сәвәби бар, у болсиму, уйғур миллий роһи билән юғурулған ата мирас сәнъәт роһидур.
Мурат Насиров 1969-йили Қазақистанниң Алмута шәһиридә сәнъәткар аъилисидә туғулған. Худди һәр бир адәмниң өсүп йетилип, нәтижиләрни қолға кәлтүрүшидә мәлум бир асаси һәл қилғуч рол ойниған сәвәп болғинидәк Мурат Насировниңму мундақ мәшһур сәнъәткар болуп йетилишигә тәсир көрсәткән амилларниң бири, униң ата-анисиниң тәрбийилиши, көйүнүши вә қоллиши болуп һесаблиниду. У, дәсләпки нахша- музика тәрбийисини дадисидин алған болуп, униң дадиси исмаъилНасиров әсли кәспий сәнъәткар иди.
Исмаил ака Қәшқәрдә дуняға кәлгән. У, 1940-йиллардин башлап Қәшқәр, Ақсу қатарлиқ жайлардики сәнъәт гуруппилирида ишлигән. 1945-йили 8-айда милли армийиниң подполковники Сопахун башчилиқидики бир гуруппа Музарт давини арқилиқ жәнубқа чүшүп, Ақсуни қоршавға алғанда, Исмаил ака миллий армийә сепигә пидаъий болуп қошулуп, Ақсу әтрапидики жәңләргә қатнашқан. 1945-йили 10-айда милли армийә буйруқ бойичә шималға чекинип чиққанда, у Сопахун полкида сәнъәт кружокини қурған. Кейин, Ғулжиға йөткилип, үч вилайәт вақитлиқ һөкүмитиниң дөләтлик сәнъәт өмикидә вә милли армийә сәнъәт өмикидә хизмәт қилған. Әйни вақиттики үч вилайәт вақитлиқ һөкүмитиниң миллий сәнъәткә алаһидә әһмийәт бәргәнлики үчүн нахша-музика ишлириму тәрәққи қилған болуп, бир түркүм яш музикантлар, нахшичилар йетишип чиққан, Роза тәмбур қатарлиқ бир қисим пешқәдәм сәнъәткарларға "хизмәт көрсәткән артист" дегәндәк шәрәплик намлар берилгән иди. Исмаил ака үч вилайәт вақитлиқ һөкүмитиниң яритип бәргән бу әвзәлликидин үнүмлүк пайдилинип, қабилийитини техиму өстүрди.
Исмаил ака 1949-йили 12-айларда үч вилайәт вақитлиқ һөкүмити әмәлдин қалдурулуп, милли армийә жуңго азадлиқ армийисиниң 5-корпуси қилип өзгәртилгәндә, Муһәммәд Имин Иминов қоманданлиқидики 13-дивизийә тәркибидә жәнубқа чүшүп, Қәшқәргә орунлишип, өз паъалийәтлирини давамлаштурған. Бу чағда у 13-дивизийә сәнъәт өмикидә асаслиқ нахшичи вә музикантлиқ вәзиписини өтигән болуп, миллий армийә 5-корпус әмәлдин қалдурулғанда, 13-дивизийиму қисқартилип, әйни вақиттики Һәрәмбағ, жиң -шихолардики қаттиқ жәңләрдә тавланған қәһриман офицерлар вә пешқәдәм жәңчиләр һәрбий сәптин бошутулуп, өз юртлириға қайтурулғанда вә әмгәк мәйданлириға әвәтилгәндә, Исмаил Насир акиму һәрбий сәптин бошутулған. У, 1958-йили Совет иттипақиға көчүп кәткән һәмдә Алмутиға келип маканлишип қалған. Мурат мана шу пешқәдәм сәнъәткарниң тәрбийлишидә алди билән скирипка вә нахша ейтишни үгәнгән. У, өсмүрлүк вақтида дадиси үгәткән уйғурчә нахшиларни болупму, миллий армийиниң маршлирини өз ичигә алған инқилабий нахшилирини аъилә сорунлири вә мәктәпләрдә ейтип, өз таланти билән кишиләрни қайил қилған. Муратниң аниси Хатирә ханимму оғлиниң балилар бағчиси, башланғуч мәктәптики вақитлиридила дадисидин көплигән нахшиларни үгинип ейтқанлиғи һәтта өзи сәнъәт гурупписи қурғанлиғини, дадисиниң буниңдин һаяжанлинип, уни пүтүн имканийәтлири билән тәрбийилигәнлигини әсләп өткән еди.
Мурат башланғуч вә оттура мәктәпләрни Алмутида түгәткәндин кейин, 18 йешида армийә сепигә чақиртилип, Түркмәнистанда хизмәт өтигән. Униң акисиму Совет армийисиниң майор дәрижилик офицери болуп, у инисиниң өсүп йетилиш үчүн көп күч чиқарған екән. Мурат һәрбийдики вақтидиму сәнъәт куружуки тәшкил қилип, сәпдашлириниң яхши көрүшигә еришкән еди. Һәрбий хизмәтни ахирлаштурғандин кейин униң сәнъәт талантиға қайил болған Москвалиқ рус сәпдашлири уни Москваға берип, оқушқа дәвәт қилған. Мурат тәвәккүл қилип, өйигә қайтмастин удул Москваға берип, өз тиришчанлиқи билән Гнесов намидики музика институтиға оқушқа кирип, уни 1996-йили пүтүргән.
Москвадики оқуш һаяти униң үчүн асанға чүшмигән болуп, ата-анисини иқтисадий мәнбә қилишни номус дәп билгән бу уйғур йигити бир тәрәптин оқуп, йәнә бир тәрәптин еғир-йеник жисманий ишлар билән шуғуллинип, турмуш расходини өзи һәл қилған. У, қийинчилиққа баш әгмәй, тиришип үгинишни давамлаштурғанлиғи үчүн униң таланти тездинла мәктәп рәһбәрлири, оқутқучиларни шуниңдәк устазлирини қайил қилған.
Мурат Насиров1991-йили Ялта шәһридә өткүзүлгән сабиқ Совет иттипақи бойичә яшлар фестивалиға қатнишиш пурситигә сазавәр болған һәмдә поп нахша түрлири бойичә биринчи орунни игәлләп, алтун мукапатқа еришкән. Ялтида қолға кәлгән мәзкур зор нәтижидә Муратниң сәнъәт һаятиға илһам болупла қалмастин, бәлки униң Москва сәнъәткарлири арисида тонулуши һәм уларниң диққәт қилишиға йол ачқан. Мурат бир яқтин оқуп йәнә бир яқтин өзиниң "йеңи порт" намлиқ нахша-музика гурупписини қуруп, униңға өзи йетәкчилик қилиш билән биргә консертлар өткүзүшкә башлиған шуниңдәк йәнә бәзи кино вә телевизийә филимлириниң музикисини ишләп, нахшилирини ейтип бәргән. Буларниң һәммиси кейинки вақитларда униң атақлиқ чолпанларниң биригә айлинишиниң асасини яратқан иди.
Москвада биргә йегән ләғмән
1995-йили, мениң Москвадики Русийә пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ иниститутида доктурлуқ диссертатсийәмни мувәппәқийәтлик яқилап, илмий унванға еришкәндин кейин йәнә шу орунда илмий тәтқиқат паалийәтлиримни давамлаштуриватқан күнлирим еди. Намини узундин буян аңлап, униң "Гүл айим" нахшини Москва телевизийисидә орунлиған қияпитини көрүп, униң билән тонушушни арзу қилип йүргән әшу күнлиримниң биридә Алмутадики мәлум бир достум арқилиқ униң Москвадики өйиниң телефон номурини алдим вә униңға телефон бәрдим. Мениң уйғурчә әһвал сориғинимдин һәйранлиқ вә һаяжанлиқ ипадилирини билдүргән Мурат мән билән көрүшүшкә рази болди.
Көрушишкә пүтүшкән метро еғизида уни күтүп тураттим, тосаттин "Әссаламәләйкум!" дегән уйғурчә әһвал сораш авази аңланди. Алдимда егиз бойлуқ, узун чачлиқ, гәвдилик Оттура Асия типидики бир йигит күлүмсирәп пәйда болди. Мән дәрһалла униң Мурат екәнликини чүшәндим вә мәнму жавабән вә әләйкум әссалам, сиз Муратму?"- дедим. "Шундақ" деди у. Биз қизғин қол елишип көрүштуқ, мән Муратниң уйғурчә билгәнликидин хош болсамму, лекин бәзи сөзлиримни чүшәнмәй қалмисун дәп русчә сөзләшкә башлидим, Мурат күлүп туруп, рус тилида "мумкин болса сиз һәммә гәплириңизни уйғурчә ейтсиңиз, мән узундин буян бу авазға тәшна едим, мениң уйғурчәм яхши әмәс, лекин сиздин үгинивалай" деди. Шундақ қилип, русчә билән уйғурчини арилаштуруп сөзләштуқ. Бу чағда мән Муратни тонушсун дәп ятиқимға вәтәндин саяһәткә вә оқушқа кәлгән бир қанчә уйғур достлиримни тәклип қилған едим. Мән Муратни өйгә башлап киргичә улар ләғмәнгә тәйярлиқ қилип қоюпту. Сорунимиз қизғин кәйпиятқа чөмди.
Мурат өзиниң узундин буян Москвада яшап, уйғурлар билән бир йәрдә олтуруп бақмиғанлиқини, мундақ уйғурчә түс алған қайнам ташқинлиқ мәнзирини көрмигәнликини ейтти. Болупму, аримиздики ләғмәнгә уста достимизниң инчикә тартқан чөплири, келиштүрүп қориған қорумиси Муратқа бәкла йеқип кәтти, әйибкә буйримаслиқни тәләп қилған Мурат өзиниң бүгүн ләғмәндин көпрәк йәп қойидиғанлиқини, чүнки өзиниң әслидин ләғмәнгә амрақ екәнликини, бирақ Латиш миллитидин болған аялиниң ләғмән етәлмәйдиғанлиғи сәвәбидин аниси етип бәргән әшу ләғмәнләрни дайим сеғинидиғанлиғини ейтип берип һәммимизни күлдүрүвәтти. Демисиму, уйғур ләғмәнсиз яшиялмиса керәк, мән мундақ уйғур һаятидин бурунла айрилип, башқа бир милләтләрниң жәмийитигә сиңип кәткән бир қанчә онлиған уйғурниң йәнила өзлириниң ләғминини сеғинидиғанлиғини, буларниң ичидики башқа милләт билән турмуш қурған уйғур әрлириниң болса әшу башқа милләттин болған аяллириға алди билән ләғмән етишни үгиниш тәлипи қойидиғанлиғини, ләғмән етәлмисә, һеч болмиғанда тәйяр чөп селип, ләғмән йегәндәк һессиятқа келидиғанлиқлирини, башқа милләткә тәккән уйғур аяллириниң болса әрлирини ләғмәнгә амрақ қиливәткәнликлирини көп аңлиған идим. Һес қилишимчә дуняға териқтәк чечилип, башқа милләтләрниң арисиға чөкүп кәткән һәмдә башқа миллий муһитта өсүп йетилгән уйғурларниң көпинчиси икки нәрсисини йәни бири өз ана тилидики миллий кимликни испатлайдиған "мән уйғур" дегән әқәллий жүмлә билән өз миллий тамақлириниң бири болған ләғмәнни унтуп қалмиған. Мән буниңға болсиму, шүкри дедим, өзиниң миллий кимликини унтумиғин милләттә йәнила үмид бар! Инсан үчүн әң ямини өзини унтуш әмәс, бәлки өзиниң миллий кимликини унтуштур! Миллий кимлик билән миллий роһ зич бирлишип кәткән. Бир милләтни ассимилятсийә қилип йоқитишниң әң үнүмлүк чариси алди билән у милләтниң тилини унтулдуруш, униңға улап, миллий роһини, ахирида болса миллий кимлик туйғусини йоқитиштин ибарәттур. Әгәр бир милләт миллий тили, миллий роһи вә миллий кимлик туйғусини мустәһкәм сақлап қилалиса, һаман өз келәчикини тапиду. Мурат бизгә сәнъәт паалийәтлири һәққидә сөзләп берип, өзиниң дайим қазақ спонсориниң (иқтисадий капаләтчиси)тәлипи бойичә өзини қазақистанлиқ дәп йүрүшкә һәтта бәзи йәрләрдә қазақ дейишкә мәжбур болидиғанлиқини әскәртти. У чағда Мурат техи кәң тонулмиған болуп, иқтисадий жәһәттин вә мәниви жәһәттин қоллайдиған кишиләргә муһтаж еди. У, миң тәсликтә әшу қазақ спонсорни тапқан екән. Униң ейтип беришичә; У ахшамлири Москваниң кәчлик кулублирида нахша ейтип, турмуш киримини һәл қилидикән вә өзиниң нахшилириға сүрәт киргүзүш арқилиқ телевизийә экранлири арқилиқ кәң тонулушниң йоллирини издәп йүргән икән. Зор миқдарда иқтисадий мәбләғниң болмаслиқи униң талантиниң кәң түрдә намайән қилинишиға тосқунлуқ қилмақта икән, "әгәрдә уйғурлардин өз мәдәнийити үчүн пидакарлиқ қилидиған бирәр бай чиқип қалған болса, сизниң тонулишиңизға пайдиси тегип қалар еди" дедим мән Муратқа. У, "инша алла" дәп жаваб қайтурди уйғурчә қилип. Биз һәммимиз униңға яхши тиләклиримизни билдүрдуқ. Мән мискин милләтләрниң қолидин келидиғини әшундақ бир-биригә қуруқ тиләк тиләш болуп қалидиғанлиқини оюмға кәлтүрүп хижиллиқ һес қилдим. Амал қанчә? Әйни вақитта Москвада қазақистанниң " А- студио" намлиқ бир гурупписи хели нам чиқирип қалған еди. Мураттәк авази йоқ қазақ нахшичиси Батирхан пат-патла телевизор екранлирида русийиниң атақлиқ чолпанлири қатарида көринип туратти. Грузийилик, беларусийилик вә украинийилик бир қанчә нахшичиларму тездин шөһрәт қазинип кәтти. Хәлиқ ичидә болуватқан сөз-чөчәкләрдә бу чолпанларниң русийә сәһнисидә тонулишида өз жумһурийәт һөкүмәтлири вә өз жумһурийәтлириниң атақлиқ байлириниң муһим түрткилик рол ойниғанлиқи билдүрүлгән еди. Уйғур миллитидин болған бичарә Муратқа кимму яр –йөләк болсун? Өз күчигә таянмай нә чарә? Чүнки, униңға егә болидиған униң миллий жумһурийити йоқ –дә? Мурат шу чағда өзиниң уйғурниң тәләйсизликидин бәкму ечинидиғанлиқини билдүргән еди. Әмма, у чолпанлар тездинла ғайип болди, кишиләр уларниң нахшилирини унтуп болди.
Параңлиримиз жәрянида Муратқа мән ана вәтәндики уйғур сәнъити жүмлидин миллий нахша-музика вә яшлардики йеңичә йүзлиниш, оттура асия, түркийә нахша-музикилириниң заманиви уйғур нахша-музикилириға болған тәсири вә башқа әһваллар һәққидә сөзләп бәрдим. Бирақ, Мурат вәтәндики бу йеңичә тәрәққияттин хәвәрсиз икәнликини, әмма дадиси ейтип бәргән кона уйғур нахшилирини вә бир қисим өзбекчә, түркчә нахшиларни ейтишни билидиғанлиқини, өзиниң көпрәк ғәрбчә болупму, инъгилизчә нахшиларға иштияқ бағлиғанлиқини сөзләп бәрди. Мурат һәқиқәтән инъгиличә нахшиларниму яхши ейтатти. У, 90-йилларниң бешида алмутида өткүзүлгән "асия тавуши" нахша фестивалидиму мусабиқигә қатнишип инъгилизчә нахша ейтқан иди.
Мурат билән болған сөһбәтлиримдә мән униң өзиниң уйғурлиқини етирап қилған болсиму, лекин йәнила йүзәки чүшәнчиләргә игә икәнликини һес қилған идим. Бир қетим мән униңға " гүл айим" нахшисидин башқа уйғурчә нахшиларниму москва сәһнисигә елип чиқиш тәклипини бәрсәм, у " уйғурчә нахша билән даң чиқарғили болмайду, мән "гүл айим" нахшисидин башқа уйғурчә нахша ейтмаймән. Мушу бирси йетиду" дегән иди. Униң идийисидин мән, униң худди башқа нурғунлиған совет иттипақидики уйғур муһажирлириниң әвладлирида мәвжут өз миллий мәдәнийитигә ерәңсиз вә яки бәрибир дәп қараштәк ортақ һессиятни, қисқиси барлиқ дегүдәк рус әмәс милләтләрдә мәвжут рус мәдәнийитини һәммидин үстүн көрүш, пәқәт рус мәдәнийити арқилиқла дуняға тонулушқа болиду дәйдиған хаъишларниң еғирлиқини сезивалған идим. Әлвәттә, бу һәргизму уларниң хаталиқи болмастин, әшу дәврниң хаталиқи һәм дәврниң уйғурларға қилған соғиси иди. Бәлки бу коммунизм қалпиқи астидики улуғ рус милләтчилик идийиси йошурунъған йәтмиш йиллиқ түзүм кәлтүрүп чиқарған пажиъә иди. Мән Муратниң һаман бир күни уйғур роһийитигә толуқ қайтип келидиғанлиқини үмид қилдим вә ишәндим. Лекин, униң бу сөзиниң йәнила мәнтиқиси бар иди.
Нопус вә сиясий жәһәттә мутләқ ажиз орунда қалған бир милләтниң пәқәт әшу һәр жәһәттин һаким милләтниң тили вә мәдәнийитини өгиниш арқилиқ униң үстидин ғалип чиқиш вә өзини тикләш һәм қутулдуруш йолини таллиши мәжбурийәттур халас ! Мурат дәл шундақ қилди ! мән таки 1996-йилиғичә униң билән бир қанчә қетим көрүштүм вә телефонлишип турдум. Һәқиқәтән униң арзулири вә тиришчанлиқлири 1997-йилидин кейин бирдинла әмәлгә ашти. Униң нами һәқиқәтән бирдинла пүтүн мустәқил дөләтләр һәм достлуқиға кәң тонулди. У, "тамбовға бармақчи болған бала" намлиқ нахшисини ейтип, даң чиқарди. Униң бу нахшиси русийә жүмлидин пүтүн мустәқил дөләтләр һәм достлуқидики яшларниң әң сөйүп оқуйдиған вә аңлайдиған нахшисиға айланди. Униң нахша ейтиватқан көрүнүшлири мустәқил дөләтләр һәм достлуқиниң һәр қайси жайлиридики телевизийә қаналлири тәрипидин һәр күндикидәк нәччә қетимлап көрситилип, униң образи вә нахшилири кишиләргә чоңқур тәсиратлар қалдурди. Мурат Насиров арқидинла атақлиқ рус нахшичиси апина билән биргә "айдиң кечә" намлиқ нахшисини вә " мән демәк сәндур" намлиқ нахшисини ейтип, нахша һәвәскарлирини йәнә бир қетим зил-зилигә салди. Униң бу нахшиси мәхсус көрүнүшләр билән кирүштүрилип, телевизийә екранлирида көрситилди. Һәтта, униң атақлиқ рус нахша чолпини, гүзәл рус қизи апина билән болған романтик муһәббәт һикайиси кишиләр арисидики ривайәтләргә айланди. Әпсуски, бундақ иш болмиған иди.
Мурат Насиров һәққидә русийидики жүмлидин мустәқил дөләтәр һәм достлуқидики телевизийә, радиъо компанийлири мәхсус программиларни ишләп тарқатти. Гезит, интернет сәһипилири вә журналлар болса түрлүк мақалиларни вә баһаларниъелан қилди. Униңдин башқа йәнә интернәт торлиридиму Мурат Насиров үчүн мәхсус сәһипиләр ечилди.
Мурат Насиров худди бүгүнки күндики русийә нахша чолпини витас кәби чолпанъға айлинип, һәммә киши униң намини билип кәтти, телевизор екранида русқа охшимайдиған, вә яки кавказлиққа охшимайдиған, оттура асия типидики яш йигитниң муңлуқ вә сүзүк аваз билән чаққан һәрикәтлири бирләшкән көрүнүшлири пәйда болғанда, кишиләр бу ким ? Дегән соъални қоймай туралмайтти. Уйғур дегән милләт исимини аңлиғанда китабхумар русларниң өйлиридики китаб ишкаплиридики китаблири арисидин вә яки күтүпханилардин бу милләткә аъит китабларни издәп оқуп беқиш истики қозғалмай туралмайдиғанлиқиға ишәнчим камил. Бәлки, уйғурларни яхши билидиған әшу пәнләр академийисидики алимлар, хәнзушунаслар, русийә һөкүмитигә оттура асия вә жуңго ишлири бойичә мәслиһәт беридиған сиясәтчиләр мәзкур уйғур чолпанни телевизийә екранида көргәндә, дәрһал тарихта русийә вә сабиқ совет империйилири тәрипидин даъим қурбан қилинъған, дипломатик оюнлар қәрти қилип ойналған, оттура асиядики қәдимий мәдәнийәт яратқан, рус екиспедитсийичилиридин пирзивалский, петров, грум гржимайло вә башқа онлиған кишиләр зиярәт қилип, хәритисини сизған әшу тупрақниң игилири икәнликини әслиригә кәлтүрүшүп, азрақ болсиму хижиллиқ һес қилишқанду?
Бир мәзгил русийә вә мустәқил дөләтләр һәмдостлуқида "Мурат Насиров !" дегән исим толиму яңрақ вә йеқимлиқ һалда һәммила йәрдә аңлиништәк тарихий сәһипә ечилди. Қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә башқа жумһурийәтләрдики уйғурлар бу исим билән пәхирлинип, өзлириниң күнсайин хараплишиватқан сиясий, ижтимаъий орниға азрақ болсиму роһи озуқ бәргәндәк һес қилишти, улар башқа һаким милләт кишилири билән болған сөһбәтлиридә Мурат Насиров һәққидә сөз болса, дадиллиқ билән "у уйғур! Мурат Насиров уйғур!" дәп ейтиш арқилиқ өзлирини хош қилишатти.
Һәқиқәтән, бу мәзгилләрдә мәркизий асия хәлқлири ичидә Мурат Насировтәк кәң тонулған вә зор шөһрәт қазанъған яш нахша чолпанлири йоқ дийәрлик болуп, уларниң көпинчиси өз жумһурийәтлири даъирисидила чәклинип қалған. Оттура асия жумһурийәтлиридә аз санлиқ милләт дәп анчә етибарға елинмиған уйғурларниң вәкили Мурат мустәқил жумһурийәтләргә еришкән өзбекләр, қазақлар, қирғизлар, түркмәнләр вә башқиларниң чолпанлири йетәлмигән арзуларға йәтти. У, алмута яки ташкәнт әмәс бәлки, москва сәһнисини асас қилип пүтүн мустәқил дөләтләр һәм достлуқиға кәң тонулуш пурситигә еришәлиди һәм бу пурсәтни өз таланти билән яратти. Чүнки, москва сәһнисидә тонулалмиған, у йәрдики чолпанлар қатариға кирәлмигән киши пүтүн мустәқил дөләтләр һәм достлуқиға тонулалмайду, пәқәт өз даъирисидила чәклинип қалиду халас! худди, өзбекистанниң атақлиқ чолпини юлтуз османова өз жумһурийитидә падишаһ кәби шөһрәткә еришкини билән униң москва сәһнисигә чиқалиши қийин болғинидәк бир иш ! әлвәттә, өзбекистанни зил-зилигә салған, өзбекистан нахшичилиқиниң шаһи дәп тәриплиниватқан юлтузхан османованиңму урайимахун исимлик қәшқәрлик уйғур кишиниң қизи икәнлики һәққидә өзбекистанлиқ уйғурлар гуваһлиқ бәрмәктә. Өзбекистанда өзини өзбәк дәп ативалған мундақ мәшһур уйғурларниң һәммила саһәдә көпләп барлиқи сир әмәс.
Мурат композитор вә шаъир
Мурат Насиров өзигә шан шәвкәт елип кәлгән мәзкур нахшилириниң музикисини өзи ишлигән, сөз текистини өзи язған болуп, у өзиниң әнә шундақ коп тәрәплимилик таланти билән русийә нахша-музика саһәсидики әрбабларни қайил қилди. Мурат Насиров һазирғичә "мениң тарихим", " ойғатқин мени", " кимду бири әпу қилиду", " буларниң һәммиси мән билән болмиған ", " қалдим ялғуз" қатарлиқ бәш кд пластинкисиму ишләп чиқарған болуп, униң пластинкилири кәң базар тапти.
Москвадики атақлиқ интернәт гезит лиридин бири "лирикис. Ру"да " Мурат Насиров дунядики әң атақлиқ уйғур" дегән мавзуда бир парчә мақалә елан қилинъған болуп, бу мақалидә Мурат Насировниң мухбирға бәргән сөһбити елан қилинъған. Мақалиниң аптори русийә музика саһәсидики мутәһәссисләрниң Мурат Насировқа бәргән баһаси үстидә тохтилип, "униң авази жараңлиқ, кишигә йеник, йеқимлиқ туйғу бериду. Музикилири лирик вә юмшақ болуп, күчлүк кәспий сәвийә ипадиләнъгән" дәп язған иди.
Мурат Насиров мәхсус композиторлуқ оқуғанлиқи үчүн, у рус нахшилирини вә униң қурулмилирини жүмлидин оттура шәрқ, оттура асия вә һиндистан музикилириниң қурулмилирини яхши өгәнъгән һәм тәтқиқ қилған иди. Шуңа у өз нахшилириниң музикилирини өзи ишләш билән өзиниң һессияти билән сөзини вә музикисини бирләштүрүп бир гәвдигә айландуралиған. Қандақтур, башқилар ижад қилип бәргән аһаң билән башқилар йезип бәргән текистқа нахша ейтиштин сақланъған. Әлвәттә, мундақ көп қирлиқ талантлиқ чолпанлар руслар ичидә вә дуня йүзидә кәм учрайду.
Кейинки вақитларда у русийә нахша падишаһи алла пугачева, филлип киркироп қатарлиқ көплигән чолпанларға музика вә сөз текисти йезип беришкиму башлиған болуп, униң аниси хатирә ханимниң ейтишичә алла пугачева вә башқа чолпанлар Муратни қәвәт яхши көридикән. Йеқинқи вақитларда рус нахшичилиқида шәкилләнъгән миллийчә пурақни арилаштуруш еқимидин пайдиланъған Мурат бәзидә әшу атақлиқ рус чолпанларға музика ишләп бәргәндә азрақ униңға уйғурчә пурақни киргүзүшкә һәтта уларға уйғур аһаңлири вә уйғур мәдәнийити һәққидә мәлумат беришкә үлгүргән. Бәзи атақлиқ рус чолпанлири Муратниң өйигә келип, уйғурчә ләғмән вә манта йәп кетидиған болған. Муратниң өйиниң тамлириға түрлүк уйғур чалғу әсваблири есилған болуп, бу йәргә кәлгән киши худди бир музейға киргәндәк болуп қалидикән . Мурат Насиров өзиниң бәш албомидики нахшиларниң текистлириниң мутләқ көпчиликини өзи язған, музикисини өзи ишлигән. У, башқиларниң йезип бәргән музикиси билән сөзигә нахша ейтишни яқтурмайду.
2
Миллий роһқа чоң қәдәм билән қайтиш
Ата-анидин, әждадтин қалған әсли қан билән миллий туйғу вә миллий роһ зич юғурулуп кәткән болса керәк, өз дүшмәнлириниң күлини көккә соруған қәһриман миллий армийиниң жәңчиси, бир қолида раваб, бир қолида милтиқини көтирип, ақсу жәң мәйданлирида қан кечип жәң қилған, жәң тинжиғанда болса, миллий армийә жәңчи-офитсирлиригә роһ беғишлайдиған, уларни азадлиқ, һөрлүк үчүн жан пида қилишқа үндәйдиған нахшиларни ейтип, миллий инқилабқа өз һәссисини қошқан исмаъилакиниң миллий роһий дуняси вә арзу-арманлири бәш балисиниң әң кичики болған Муратниң томурлирида һаман худди или долқунлири кәби мәвж урушқа несип болди.
Мурат барғансири рус нахшичиси әмәс, бәлки уйғур нахшичиси болушқа қарап йүзләнди. Мана бу мәрһум исмаъилакиниң арзуси иди, демисиму, у манас дәрясида милтиқи билән равабини мәһкәм тутуп, төт йил ятқан күнлирини әслигинидә худди башқа сәпдашлириға охшашла азаблинатти, өкинәтти, " даъим һәй –есит әшу чағлар !" дәйтти. Мурат москваға маңғанда, исмаъил ака " қени бар, йигит болғандикин өз йолуңни тап ! лекин уйғурлиқиңни һәргиз унутма ! мумкин болса әшу көк-көзләрни яңрақ нахшилириң билән бойсундур " дәп жикилигән икән. Бу сөзләрни исмаъилака һаят вақтида зияритимни қобул қилғанда сөзләп бәргән иди.
Мурат ата арзусини ақлиди! ана сүтини ақлиди ! униң шөһрәт қазаниватқан пәйтлиридә дадиси исмаъилака бу аләмдин хошлашти, бу йоқитиш униң үчүн қаттиқ азаб болупла қалмастин бәлки, униң нахша-музика ижадийитиниң йеңи бурулушини пәйда қилди. Дадисиниң өлүмини аңлап, алмутиға йетип кәлгән Мурат дадисиниң нәзирини бәрди, уни һәйранлиқ һәс қилдурған бир нуқта шуки, нәзирдә у өмридә көрүп бақмиған наһайити зор сандики уйғурларни көрди, һәр күни дегүдәк униң өйигә петигә келиватқан, тушму-туштин һал сораватқан уйғурни көрди. Бу, йүрики азабқа чөмгән Муратқа күчлүк тәсир көрсәттики, у уйғур болушниң нәқәдәр шәрәплик икәнликини, уйғурлуқ демәклик инсанпәрвәрлик, өзара муһәббәт вә меһри-шәпқәт шундақла иттипақлиқ икәнликини чүшәнди. У, һәтта өзини узун йиллар москвада яшап, уйғурлуқини йоқитип қойғандәк, дадисидин мирас қилған уйғур роһини унтуп қалғандәк һес қилип, өзигә бәк ечинди. У, дадисиниң нәзиридә униңға атап оқулған қуръан авазини аңлиғанда, дадисиниңму даъим намизини ташлимайдиғанлиқи вә шундақ чирайлиқ хәтмә-қуръан қилидиғанлиқини есигә алди. Кичик вақитлирида дадисиниң муңлуқ авазда қилған қуръан-тилавәтлири Муратқа бәк күчлүк тәсир қилған болуп, у дадисидин азрақ қуръан сүрилиринму өгинивалған иди.
Мурат бир уйғурлар әмәс, бәлки бир мусулман икәнликини тонуп, намаз оқушқа башлиди. Дадисидин өгәнъгән сүриләрни үнлүк оқуйдиған болди, у ойлидики мушундақ қилғанда, дадисиниң роһини техиму хош қилалайду, уйғур үчүн пәқәт уйғур болушла йәтмәйду, униңда уйғурлуқ миллий роһ билән муқәддәс бир етиқад болуши керәк !мана бу икки нәрсә уйғурниң мәвжутлуқиниң асаси ! Муратниң дадиси исмаъил ака әлвәттә, нахшичи болупла қалмастин бәлки йәнә 30 парә қуръанни толуқ ядлиған киши болғачқа, алмутидики диний паъалийәтләрдә көпинчә һалда шу киши хәтми қуръан қилидиған әһвал мәвжут иди. Униң йеқимлиқ авазлири кишиләргә чоңқур тәсир көрсәткән.
Мурат дадисиниң роһини хош қилишниң йәнә бири уйғурлуққа қайтиш икәнликини вә буниңдин кейин уйғур нахшичиси сүпитидә тонулуш вә уйғур нахшилирини русийә һәм дуня сәһнисигә елип чиқиш икәнликини чүшәнди.
У, дадисиға беғишлап, уйғурчә нахша ижад қилишқа киришти. Бу жәһәттә алмута вә йәркәнттики уйғур музикантлар билән һәмкарлиқ орнатти, уйғур йезилириға берип, уйғур һаятини вә аһаңлирини өгәнди. Бу жәрянда у, йәркәттики "йәркәнт булбуллири" намлиқ гуруппиниң чалғучиси полат Мурат үчүн көп пидакарлиқ көрсәтти, у Муратқа уйғур аһаңлирини вә хәлқ нахшилирини топлашқа ярдәмләшти. Ахири, Мурат Насиров 2004-йили дадисиға беғишлап "қалдим ялғуз" намлиқ өзиниң тунжи уйғурчә нахша албумини тәйярлап москва шәһридә нәшир қилип тарқатти. Бу русийә тарихида тунжи қетим мәйданъға кәлгән уйғурчә үн пластинкиси болуп, мәзкур пластинка москва вә русийә базарлирида тарқалди. Мана әмди, руслар уйғурчә нахша пиластинкиси сетивелип аңлайдиған мәнзирә шәкилләнди. Униң уйғурчә пиластинкиси тарқитиливатқан күнләрниң биридә мән униң билән телефонлишиш пурситигә ериштим. Йирақ окян қирғиқидин кәлгән авазимни аңлиған Мурат маңа дадисиға беғишлап уйғурчә нахша ижад қилғанлиқини ейтип бәрди.
Мурат Насиров маңа өзиниң қандақ қилип, уйғурчә нахша албуми чиқарғанлиқи һәққидә сөзләп берип, буниңға дадисиниң вапатиниң муһим сәвәп болғанлиқини шуниң билә бир вақитта қандақтур бир роһи күч уни өз миллитигә қайтишқа, уни техиму сөйүшкә үндәватқанлиқини әскәртти. Мән Муратни уйғурлуққа қайтурған вә униң уйғурлуқини күчәйткән әшу миллий роһ һәққидә ойлинип қалдим.
Буниңдин 10 йиллар илгири өзиниң уйғурлуқини етирап қилсиму, әмма техи уйғурлуққа толуқ қайтмиған Мурат бүгүнки күндә һәммила йәрдә " мән уйғур !" дәйдиған, мәйли чәтъ әлләрдә болсун вә яки русийә һәм башқа жумһурийәтләрниң сәһнилиридә болсун чоқум уйғурчә бир –икки уйғурчә нахша ейтмай қалмайдиған шуниңдәк әшу уйғурни аңлап бақмиған тамашибинларға " мән уйғур " дәп өзини вә уйғурни тонуштуруп өтмисә көңли унимайдиған Муратқа айланъған иди. Русийә гезитлириниң Мурат һәққидә елан қилған һәммә мақалилирида, униң "мән уйғур ", "дадам исмаъил сопи қәшқәрдин" дәп тонуштуридиған жүмлиләр орун алған. Мурат бир интернәт гезитиниң мухбиригә мундақ дәп билдүргән.
"Мән уйғур, дадам рәһмәтлик исмаъил сопи Насиров қәшқәрдә туғулған, анан хатирә ғулжида туғулған, мән өзүмниң уйғурлуқимдин пәхирлинимән, мән москва вә алмутиларда яшаймән, башқа әнъәниләрни һөрмәт қилиш вә өз әнъәнәмни сөйүш билән яшаймән." Мана бу Муратниң йүрикидин чиққан сөзләрдур
Мурат Насиров йеқинқи вақитларда москвадики мәркизий телевизийә қаналлиридики чолпанларни тонуштуруш сәһиписидә даъим көрүнүп турған. У, өзи билән түрлүк уйғур чалғу әсваблирини биргә елип чиқип, телевизийә көргүчиләргә уйғур музика әсваблирини, уйғур сәнъитини вә һазирқи һалитини тонуштурған, бир қетимлиқ чолпанлар программисида аниси билән биргә уйғурчә ләғмән, манта қатарлиқ миллий тамақларни етишни көрсәткән.
Муратниң ейтип беришичә, униң бир оғул, бир қизи бар икән. Униң латиш миллитидин болған аяли униң әң сәмимий вә әң йеқин қоллиғучиси болуп, у аялиға уйғурчә өгәткәндин сирт йәнә уйғурчә нахшиларниму өгәткән. Улар даъим сәһниләрдә уйғурчә нахшиларни жүр болуп ейтидикән. Мурат һәтта униңға уйғурчә тамақларниму тәйярлашни өгитип қойған.
Мураттин туғулған ойлар
Мурат Насиров худди у өзи москва мухбириға ейтқандәк "дунядики әң мәшһур уйғурдур !". Уни һеч болмиғанда мустәқил дөләтләр һәмдостлуқидики 300 милйон әтрапидики хәлқ билиду, униң нами йәнә явропа мәмликәтлири, америка вә уйғур дияриға бәлгилик дәрижидә тонулған.
Шуниңға һәйранлиқ һес қилимәнки, бәзидә уйғур миллити һәқиқәтән талантлиқ хәлқму дегән соъални қойғум келиду. Һөкүмәт истатистикилири бойичә әйни вақитта сабиқ совет иттипақидики милләтләр ичидә нопус жәһәттә 60 –орунларда турған, ана вәтинидики өз қериндашлиридин кәм дегәндә 30-40 һәссә аз һесаблинидиған шуниңдәк қазақистан,өзбекистан вә қирғизистанлардиму аз санлиқ милләтләрниң бири дәп қарилидиған уйғурлардин немә сәвәб билән шунчә талантлиқ адәмләр көпләп йетишип чиқалиди? Бүгүнки күндә қазақистандики милләтләрниң бири һесаблинидиған уйғурлардин Мурат Насировтин башқа йәнә дилназ әхмәдийевадәк атақлиқ артистлар, "дәрвишләр"кәби мәшһур гуруппилар мәйданъға кәлгәндин сирт йәнә закир тохтийев, һейтахуноп, абдуллайев қатарлиқ нәччә онлиған чамбашчилиқ, такванду һәм бокис түрлири бойичә дуня чимпийонлири, явропа чимпийонлири оттура асия жумһурийәтлиригә кәң тонулди.
Уйғурлардин чиққан махмут омәроп 50-йиллардила икки қетим олимпик мусабиқисигә қатнишип, қариға етиш бойичә бир қетим чимпийон йәнә бир қетим йеңи рекорт яратқучи болған. У әйни вақитта дуняниң әң маһир қариға атқучиси һесабланъған иди. Махмут Өмәров пәқәт олимпик чимпийони болупла қалмастин бәлки, Ленинграттики һәрбий медицина институтиниң профессори болуп, тунжи уйғур медитсина пәнлири доктурлиридин иди. Әпсуски, у 30 нәччә йешидила аләмдин өткән.
Уйғур дияридики уйғурлар бокис маһири абдурахманниң олимпик мусабиқисигә қатнашқанлиқидин пәхирләнмәктә, әмәлийәттә уйғур маһири махмут омәроп буниңдин йерим әсир илгири олимпик мусабиқисигә қатнишипла қалмастин бәлки, олимпик чимпийонилиқ шөһритигә сазавәр болуп, уйғурларниң олимпик тарихиниң тунжи бетини язған иди. Уйғурлар бу намни оттура асия хәлқлири ичидә әң бурун қолға кәлтүргән болуп, жуңгониң қариға етиш маһири шү хәйфең 1984-йили жуңго үчүн тунжи олимпик алтун медалини қолға кәлтүрүш билән жуңго олимпик тарихидики тунжи шәхскә айланъған иди. Демәк, уйғур оғли махмут омәроп шү хәйфеңдин 30 йиллар илгири бу қәдәмни басти.
Махмут омәрәп дөләт тәвәликидин ейтқанда мәйли сабиқ совет иттипақилиқ болсун, униң қазанъған ғәлибиси өзи тәвә болған дөләткә мәнсуп болсун, лекин миллий кимлик жәһәттин у алди билән бәрибир уйғур миллитигә мәнсуптур, шуңа униң нами уйғур тәнтәрбийә тарихида алтун хәт билән йезилиду халас !
Шуниңға охшаш қазақистанлиқ уйғур йигити сәһиридин йүсүпов буниңдин үч йил илгири дуня кино пайтәхти һолливодта өткүзүлгән миллийчә нахша-музика мусабиқисигә қатнишип, кона қәшқәр раваби билән уйғурчә нахша-музика орунлап, биринчи орунъға сазавәр болған иди. Әлвәттә, униң нәтижиси қазақистан дөлитиниң болсиму, әмма сәһиридин йүсүпов алтун медални қазақ музикисини, қазақ домбураси билән орунлап әмәс, бәлки уйғур музикисини, қәшқәр раваби билән орунлап алди. У, етник кимлик жәһәттин йәнила уйғурға мәнсуп болиду. Қисқиси махмут өмәрәп, Мурат Насиров, қуддус ғожамяроп, әзиз дугашев, сәһиридин йүсүпов вә дилназ әхмәдийева қатарлиқлар шуниңдәк бу йәрдә исми аталмиған әшу қазақистанлиқ, озбекистанлиқ нәччә онлиған, нәччә йүзлигән мәшһур уйғур сәнъәткарлири охшашла бир пүтүн уйғур мдәнийитиниң жәвһәрлиридур . Атом-ядро алими искәндәр рәхимоп , оптика алими демир саттароп, аләм техникиси алими телман кәримбайев вә пилологийә пәнлири алими Мурат һәмрайев қатарлиқ нәччә онлиған уйғур алимлири сабиқ совет иттипақидила әмәс , бәлки хәлқара илим саһәсидә алдинқи орунда турған илим әрбаблиридур. Мана бу алимларниң һәммиси уларниң ана вәтинидики вә дуняниң башқа жайлиридики уйғур алимлириға охшаш, бу сәнъәткарлар уйғур вәтинидики сәнъәткарларға охшаш уйғур милли роһиниң, уйғур талантиниң, уйғур қабилийитиниң гувачилири халас!
Тәхмин қилишичә һазир мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи, жуңго, явропа әллири , оттура шәрқ мәмликәтлири (түркийә, сәъуди вә башқилар,)японийә һәмдә шималий америка қатарлиқ мәмликәтләрдә илмий тәтқиқат қилған һәм қиливатқан уйғур алимлири жүмлидин доктурлириниң сани 1000 дин ашиду. Бирақ , буларниң тәхминән 80%дин артуқрақи чәтәлләрдә дейишкә болиду.
Йеқиндин буян уйғур дияридики уйғур йигит –қизлири қолға кәлтүрүватқан нәтижиләр, улардики ирадә вә жасарәт һәқиқәтән уйғурниң әсли маһийитини, әсли роһи кимликини намайән қилмақта. Мән буларни йеқинқи йиллардин буян күчәйтиливатқан роһи ажизлиққа қарши жәң елан қилиш дәп чүшинимән. Уйғурларда қозғалған дуня женис рекорти яритиш қизғинлиқи кишини техиму сөйүндүриду. Пәләк шаһи адил һошурниң сәншани бойсундуруш роһидин туғулған роһ йәнә абла мәжун, әсқәр шуниңдәк кичик адилжан вә сәмәт имин кәби батурларни мәйданъға кәлтүрди. Адил һошур, абла мәжун вә сәмәт имин һәм башқилар жуңгодики бир милярд 300 милйон адәмниң ичидики йиганә батурлар болупла қалмастин, бәлки, дунядики бәш милярд адәмниң йиганә батурлири иди. Бундақ батурлуқ тәклимаканъғила бәхш етилгән болуп, қени кимләр һазирғичә улар билән күч синишалиди? Қени дуня сиясий хәритисигә өз орнини язған әзимәтләр?
"Бокс шаһи" дәп нам алған Абдушүкүрму бир мәзгил дуня сәһнисидә болмисиму, әмма дуня нопусиниң бәштин бир қисимини игиләйдиған адәмләр арисида йәни жуңгода"шаһлиқ " алтун кәмирини бағлиди әмәсму?! Униң мушти, әмәлийәттә уйғурниң мушти әмәсму? Тәклимакан мәликиси гүлзөһрә уйғурниң тәклимаканини уйғур өзи бойсундуруш ирадисини намайән қилди. Гүлзөһрә роһи әмәлийәттә тарихимиздики қәһриман ханим -қизлиримизниң йәни аманнисаханниң, нузугумниң, майимханниң вә һәрәмбағ жәң мәйданлиридики ризванъгүлләрниң роһиниң йеңи ипадиси болуп, бу икки роһниң ахирқи муддиъаси бир иди. Гүлзөһрә роһи үрүмчи вә ичкири жуңго шәһәрлириниң қавақханилирида, меһманханилирида йерим ялиңач бәллирини толғап, усул ойнап, херидар күтүш қисмитигә дучар болған әшу уйғур қизлириниң роһийитигә елан қилинъған жәң болуп, әслидә әшу қизларниң қенидиму вә роһийәт қатлимидиму тәклимаканни бойсундиралайдиған гүлзөһрә роһи йошурунъған иди. Әпсуски, аччиқ реъаллиқ, өз роһийитини қурбан қилиштәк роһий ажизлиқ вә роһий әсирлик микроплири уйғур қизлиринила әмәс бәлки уйғур йигитлириниму кесәлликкә дучар қилмақта. Гүлзөһрәниң күриши, әмәлийәттә уйғур әркәклирини өз аяллириға, өз һәдә-сиңиллириға һәм өз вижданиға садиқ болушқа чақирип чалған ахирқи сигнал болса керәк.
Әнъәниви сәнъитимизниң байрақдари сүпитидә һәр заман турдахунни, паша ишани вә башқа йүзлигән намайәндилиримизни һөрмәтләш билән бир вақитта даъимла яш нахшичи әркин абдуллани Мурат Насировқа охшатқум келиду. Униң ичкири жуңго шәһәрлиридики мусабиқиләрдә ғалип келип, милйонлиған ихласмәнләрни мәниви жәһәттин өзигә мәһлия қилиши мени сөйүндүриду. Униң "дөң көврүк һәққидики параңлар" вә башқа нахшилири арқилиқ өз кәсипдашлириниң доланни өзиниң қиливалғандин кейин, әтә -өгүн болса, "садир палван", " айшәмгүл", "алла халидәм"қатарлиқларғиму игә чиқип, уларниң өзлиригә садир палван вә яки халидәм дәп исим қоювелишидин мудапиъә көрмәкчи болған пидакарлиқи мени техиму тәсирләндүрди.
Қисқиси, уйғурға миңлиған садир палванлар, миңлиған Мурат Насиров вә әркин абдуллалар керәк. Садир нахшиси или вадисидила әмәс бәлки, пүтүн уйғур диярида, пүтүн жуңгода, пүтүн дуняда яңриши керәк иди, әнә шу чағдила уйғур өз исми-жисмигә лайиқ болалайду халас, ундақ болмайдикән талантлиқ яш артист вә язғучи рахманжан язған, әркин абдулла ейтқандәк "дөң көврүктин келидиған һәқиқи уйғур һиди" билән роһлиналмаймиз. Бәлки, дөң көврүккә кәлгән кишиләрни худди қәдими асарә-әтиқиләрни вә яки иптидаъий бир қовмни зиярәт қилғандәк һессиятқа кәлтүрүп қойимиз халас. Дөң көврүктин әсли келишкә тегишлик һид, каваб-сериқ ашларниң һиди, дөң көврүктин келидиған аваз, солғун чирайлирини упа -әңлик билән йошурушқа урунъған уйғур қизлириниң вә қоллири сазлириниң пәдилиридә болсиму, әмма хияллири башқа йәрдики әшу көзлиридин әнсирәш билән чүшкүнлүк сезилип турған нативан сазчиларниң нахша садалири әмәс бәлки, садирниң арғимиқи астидин чиққан топа-чаң һиди билән униң яңрақ вә мәрт нахша садалири болуши керәк иди. Әпсус...
Мурат Насировниң ахирқи һесабта өз миллитигә қайтип келиши, униң русийә чолпинидин уйғур чолпини болушни әвзәл көргәнлики, мени ойға салди вә қолумға қәләм елишкә үндиди. Мениңчә өз өтмүши вә миллий кимликини унтуп, өзиниң һазирқи мәвжутлуқини чүшәнмигән бир милләтниң қараңғулуқта, роһий вә маддий харлиқта қелиши тәбиъий, өз роһини сақлимиған вә уни қутулдурмиған милләт бәъәйни һасисини йоқитип қоюп қаяққа қәдәм бесишни билмәй, гаңгирап қалған һәтта башқиларниң йетәклишигә әгишип, өзиниң әслидин айрилған әма кишигә охшайду.
Муратниң қайтип келиши, әсли томурдики қанниң вә қәлбидики роһниң ғәлибиси болуп, бу униң ахирқи таллиши иди. Мурат өз хәлқини қанчә сөйсә, өз хәлқи Муратни шунчә сөйди. Өткән йили алмутадики қазақистан уйғур байлири кулуби тәшкиллигән "илһам мукапати"бериш мурасимида баһалиғучилар бирдәк һалда униң төһпилирини муъәййәнләштүрүп, униңға сәнъәт вә нахша-музика саһәси бойичә биринчи дәрижилик "илһам мукапати" бәрди.
Мурат, қәшқәр пәйзиват вә маралбешидики йәр тәврәшни аңлиғандин кейин, москвадин оттура асияға келип, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ жумһурийәтләрдә мәхсус хәйрисахавәтлик нахша кечилики өткүзүп, вапат болған вә апәткә учриған қериндашлириға матәм билдүрүп, өзиниң уйғурлуқ бурчини ада қилди.
3
Ана вәтән, ана тил вә ана мәдәнийәт роһи
Русийә нахша чолпини, русийә вә уйғур сәнъәт тарихидин пәхирлик орун алған уйғур йигити Мурат Насиров өзиниң әң чоң арзулириниң бири уйғурларниң ана тупрақлирини көрүш, дадиси туғулған әзизанә қәшқәрниң түмән дәрясиниң сүйини бир ютум ичиш, бүйүк алим махмуд қәшқириң қәбрисини таваб қилип, шу йәрдә уйғур хәлқиниң улуғ затлириға атап дуъа қилиш, әгәр мумкин болса, "қалдим ялғуз" нахшисини үрүмчи, қәшқәр вә ғулжа сәһинилиридә ейтиш икәнликини һаяжан билән сөзләп бәргинидә уйғурниң мусапирлиқ тарихини вә уйғурниң немә үчүн мусапир болғанлиқини әслигим кәлди. Уйғурларниң өз ана вәтәнлиридин айрилип, ташқи дуняда маканлишип қелиш тарихи хели узун. Әң қәдимқи вақитларни қоюп туруп, пәқәт йеқинқи үч әсирдин сөз башлиғинимизда таки һазирғичә уйғурларниң чәт мәмликәтләргә көчүш долқунини алтә қетимға омумлаштуруш мумкин.
Тунжи қетим уйғурлар 1759-1760-йиллирида жав хуй башчилиқидики мәнчиң қошунлири өзлириниң феъодаллиқ мустәбит һөкүмранлиқини орнитиш жәрянида қәшқәрийигә бастуруп киргәндә униң билән елишип, мәғлуп болғандин кейин, бир қисим уйғур аһалилири мәнчиң қошунлириниң өч елишидин қорқуп, қошна пәрғанә вадиси, йәттә су вә башқа жайларға қечип берип маканлашқан иди. Әнә шу йиллардин тартип, уйғурларниң башқа мәмликәтләргә болупму, қошна тупрақларға көчүп кетип маканлишип қелиши һеч тохтимиди. Иккинчи қетимлиқ долқун 19-әсирниң дәсливидики жаһанъгир ғожиниң кәң көләмлик қозғилиңи мәғлуп болғанъға тоғра кәлгән болуп, 1825-1830-йиллирида зор сандики қәшқәрийә аһалиси оттура асияға кәтти. Үчинчи қетимлиқ долқун 19-әсирниң 70-80-йиллириға тоғра келиду. Мәлумки, 1864-1865-йиллирида пүтүн уйғур дияриниң жәнуби вә шималида мәнчиң сулалисиға қарши қозғилаңлар партлиди. Илгири кейин кучар қозғилаңчилири билән или қозғилаңчилири әң мувәппәқийәт қазанъған болуп, илгири кейин улар өз һакимийитини тиклиди. Әмма, 1865-йилидин етибарән тәңри тағлириниң жәнуби яқуп бәгниң башламчилиқидики йәттә шәһәр дөлитиниң тәркибигә кирди. Зо зоңтаң 1877-1878-йиллири қәшқәрийини бойсундурғанда, йәнә бир қетимлиқ көчүш долқуни қозғалди. Бу һәқтә әйни вақитта қәшқирийигә кәлгән чар падишаһ әлчиси генерал кропаткин вә башқилар ениқ мәлумат бериду.1881-Йили "жуңго-русийә или шәртанимиси" имзалинип, русийә 10 йил бесивалған или мәнчиң сулалисиға қайтурулғанда, или вадисидики уйғурлардин 50 миң , туңганлардин 5 миң әтрапида киши мәнчиң қошунлириниң өч елишидин әндишә қилип, өз өй-маканлирини ташлап, коллектип һалда йәттә суға көчүп келип маканлашти. Бу һәқтә или хәлқи арисида атақлиқ "көч-көч " нахшисиму пәйда болған болуп, хәлқ уни техи унтулуп кәткини йоқ.
Уйғур хәлқиниң 4- қетимлиқ көчүши 20-әсирниң башлирида болуп, бу чағдики көчүшниң характерида азрақ пәрқләр мәвжут. Бу мәзгилдә яң зеңшиң қатарлиқ милитаристлар уйғур йәрлирини иқтисадий, мәдәнийәт вә башқа жәһәтләрдин қошна әлләрдин көп арқида қалдурған болуп, униң надан қалдуруп башқуруш сиясити түпәйлидин уйғурлар башқа хәлқләргә қариғанда һәр жәһәттин қалақ қалдурулған иди. Бу чағда тәңри тағлириниң жәнуби болупму қәшқәр тәвәсидин һәр йили яз айлирида қошна пәрғанә вадисиға вә йәттә суға берип, түрлүк мәдикарчилиқ, қол һүнәрвәнчилик вә тижарәт қилидиғанларниң сани үзлүксиз түрдә ашти. Бу чағларда уйғурларниң қәдәмлири йирақ явропа шәһәрлири һәтта москва, санкитпетирбургқичә йетип берип, мәлум сандики уйғур мусапирлири шу жайлардики завод, кархана қатарлиқ жайларда қара хизмәтләр билән шуғулланди.
Совет русийисиниң дәсләпки мәзгиллиригичә болған арилиқта нурғунлиған уйғурлар русийә тупрақлирида маканлишип қалди. Уйғурларниң у яқларда қелишидики асасий сәвәбләрниң бири хели көп сандики уйғурларниң оттура асиядики инқилабларға қатнишиши, шуниңдәк йәнә абдулла рузибақийев тәшкиллигән уйғур инқилаби иттипақиниң паъалийәтлиригә иштирак қилғанлиқи түпәйлидин уларниң юртлириға қайтип барса, миллитарстларниң өзлиридин өч елишидин әнсириши шуниңдәк уларниң өз тупрақлирида дуч келиватқан қалақ вә мустәбит түзүмни көрүшни халимиғанлиқи һәм йәрликләр билән өй-очақлиқ болуш һәм башқилардур.
Уйғурларниң бәшинчи қетимлиқ кәң көләмлик көчүш долқуни өткән әсирниң 50-60-йиллирида қозғалған болуп, жуңго рәсми мәлуматлирида 100 миңдин артуқ адәмниң совет иттипақиға кәткәнлики сөзләнсиму, әмма совет иттипақи қирғизистан иттипақдаш жумһурийитиниң к г б оргининиң бир қирғиз полковники к г б һөжжәтлиригә тайинип туруп, 1955-юлидин 1963-йилиғчә болған арилиқта тәхминән бир милйондин әтрапида адәмниң уйғур дияридин совет иттипақиға көчүп кәлгәнликини язиду. Буларниң ичидә мутләқ көп санни уйғурлар игиләйдикән.
Уйғурларниң 6-қетимлиқ чәт мәмликәтләрдә маканлишиши долқуни өткән әсирниң 80-йиллириниң ахирлиридин башлинип, 90-йилларниң ахирилирида юқири пәллигә йәтти. Бу қетимқи долқун илгирикидин түптин пәрқлиқ болуп, уйғурлар бурунқидәк оттура, жәнубий вә ғәрбий асияға көчүштәк әнъәнисини өзгәртип, явропа иттипақидики мәмликәтләргә, шималий америкиға келип йәрлишишкә башлиди. Һазир явропаниң һәр қандақ бир йеригә барсиңиз уйғурниң дутар авазидин чиқиватқан аччиқ вә мәғрур авазлирини аңлиялайсиз, һечқачан уйғурниң айиғи тәгмигән бу земинләрдики кишиләр тәклимакандин айиғи үзүлмәй келиватқан бу қара көзлүк инсанлар топиға һесдашлиқ арилашқан меһрибанлиқлирини ата қилип, уларниң бир кишилик өз ненини өзлири тапалайдиған иқтидарини һөрмәт қилип, уларға пурсәтләр яритип бәрди.
Әлвәттә, бу йеңи долқунни тәшкил қилғучиларниң тәркиби түрлүк болуп, бу долқун бир пүтүн уйғур хәлқиниң жүмлидин тәкиламаканъға дүмләнъгән роһниң әлчиси сүпитидә илгири уйғурлар үчүн тонушлуқ болмиған ғәрб дуняси билән уйғур хәлқини бағлап, уйғурларниң кәң тонулушини илгири сүрди. Бу долқун уйғурларниң әсирләрдин буян тәклимаканъға қапсилип қалған авазини йирақ шималий муз окядин тартип, атлантик окян, тинч окян вә һинди окян бойлириғичә йәткүзүштә уйғур тарихиниң өчирилмәс бәтлирини яратти вә яратмақта.
Уйғурларниң узун йиллиқ көчүш долқунлирида илгирики үч қетимлиқ долқунниң вәкиллири һесабланъған сансизлиған уйғурлар өзи барған йәрләрдики асаслиқ хәлқләргә сиңип түгиди. Әмма, әң әһмийәтлик йери шуки, оттура асияниң пәрғанә вадисиниң нурғун шәһәр вә йеза қишлақлириға барсиңиз, өзини өзбәк дәп атап, аллиқачан миллий кимликини өзгәрткән көплигән әшу долқунниң әвладлири өзлириниң әслидин уйғурларға мәнсуп икәнликини, ата-бовилириниң уйғур икәнликини сөһбәтләр жәрянида оттуриға чиқирип, өзлириниң әждадлириниң уйғур икәнликини пәхирлиниш билән ядлиғанни учритисиз. Әмма, кейинки көчүш долқунлирини тәшкил қилғучилар болсаъа, өз миллий кимликини сақлап қалди вә сақлап қелиш үчүн жан пидалиқ билән тиришмақта.
Әлвәттә, ғәрб мәмликәтлиридики уйғурлар өз миллий кимликини сақлап қелиш үчүн пәрзәнтлиригә уйғурчә өгитиш, уйғурчә кийиндүрүш, миллий мәдәнийәт вә миллий аңдин тәрбийә беришкә әһмийәт бәрмәктә. Бу йәрдә мәзкур тема үстидә мәхсус тохтилишни муддиъа қилмаймән. Омумән, демәкчи болғиним, баянимдики баш қәһриман Мурат әшу кейинки уйғур мусапирлар долқуниға мәнсуп болуп, у вә униңға охшаш сансизлиған оттура асия уйғур яшлириниң ата-анилири вә яки бовилири техи өткән әсирниң башлиридила вәтәндин көчүп чиққан болғачқа, улар қоюқ, уйғур миллий пуриқи ичидә өсүп йетилишкә, ата-аниси вә яки бовилириниң кичикидин сиңдүргән уйғурлуқ туйғуси билән озуқлинишқа мувәппәқ болалиди.
Күчлүк рус сияси вә мәдәнийәт муһити 19-әсирниң 80-йиллири көчүп чиққан йәттә су уйғурлириниму йоқ қилаламиған болуп, қазақистан тәвәсидики өзлирини "йәрлик "ләр дәп атайдиған бу гуруппиму охшашла һеч қачан өзиниң уйғурлуқидин танмиған иди. Советләр йимирилгәндин кейин болса, улардики ана вәтән туйғуси вә чүшәнчилири өзгирип, өзлириниң илгирики " совет уйғурлири" дәп пәхирлинидиған туйғусиниң орниға " уйғур"луқ роһини дәссәтти. Уларда өзлирини ана вәтәнниң тәқдири билән бағлаш, ана вәтәнни сөйүш, ана тилни сөйүш чүшәнчилири күчийишкә қарап йүзләнди. Улардики бурунқидәк өзлирини 50-60-йилларда көчүп кәлгән уйғурлардин пәрқләндүрүп, өзлирини уйғурларниң әң шәрәплик, вә есил қисими йәни" совет уйғурлири" дәп қарайдиған сүнийлик совет иттипақиниң йоқ болуши билән йоқалди. 90-Йилларда күчийишкә башлиған оттура асиядики қазақ, қирғиз, өзбек вә башқиларниң миллий кимлик һәм милләтпәрвәрлик һәрикити тәбиъий һалда, бу йәрдики уйғурларға тәсир көрсәтмәй қалмиди. Нәтижидә, дуня йүзидики уйғурларниң дөләт тәвәлики вә яшиған йәрлири пәрқлиқ болсиму, әмма уларниң" һәммисиниң тәқдири бир, һәммиси бир уйғур, " дәйдиған чүшәнчиләр омумлишишқа қарап йүзләнди.
Демәкчи болғиним, дуняниң нәригә барсиңиз, уйғурниң өз кимлики үчүн ортақ күрүшиватқанлиқи, уларниң бу идийилириниң барғансири ортақлишиватқанлиқини шуниңдәк бир гәвдигә айлиниватқанлиқини көрисиз. Уйғурлардики ана вәтән, ана тил, ана мәдәнийәт идийилири чәтъәлләрдики уйғурларниң өз тарихий вәтинигә болған сөйгүси вә униң тәқдири үчүн йиғлаш һәм бәдәл төләш хаъишини пәйда қилди.
Мурат Насиров вә униңға охшаш нурғунлиған әзимәтләр әнә шу уйғурлардики роһниң һамиси болуп, йеқинқи йиллардин буян пәйда болған уйғурлардики женис рекорти яритишни өз ичигә алған"йеңилиқ яритиш","аләмшумул нәтижә яритиш"һәрикити уйғурлардики шәхсий кимлик сөйгүси әмәс бәлки ,ортақ миллий сөйгүниң бәдәллиридин ибарәт болуп, адил һошур башлиған бу һәр саһәләрдә көрүлүватқан йеңилиқни дадиллиқ билән " уйғурлардики бир йеңи долқун" дәп ейтсақ хаталашмаймиз. Бу әмәлийәттә, 20-әсирниң 30- вә 40-йиллирида қозғалған кәң көләмлик өзини азад қилиш, роһи қуллуқ вә зулумдин қутулуп, исми-жисмиға лайиқ сиясий милләт болуп шәкиллиниш долқуниниң йеңичә вә өзгичә вариянти халас!
Хатимә
Уйғурлар өзлириниң20-әсирдә қолға кәлтүргән ғәлибилири билән учриған еғир мусибәтлирини һеч унтуялмиған һалда 21-әсиргә қәдәм қойди. 20-Әсирдә сансизлиған қурбанлири бәдилигә ахирқи ғайилиригә йетәлмәй қалған уйғурлар 21-әсирдә өз ғайилирини әмәлгә ашураламду йоқ бу алди билән һәр бир өзини уйғур дәп һесаблиған инсанниң роһий дунясиға бағлиқ, өз өтмүшини унтуш билән келәчикидин үмид үзгән адәмләр билән тошқан уйғур жәмийитиниң охшашла техиму еғир бәхтсизликләргә гириптар болуши муқәррәр (худа сақлисун!)
Уйғурларниң тарихий мусапилиридин қариғанда, һәр бир әсирдә униңға һәйвә қилған тәһдидләр һәр хил шәкилдә болғанки, 21-әсирдә уйғурларниң миллий кимлики техиму еғир таллаш , риқабәт вә кризис характерлиқ һәйвигә тоғра кәлди. Өзи яшаватқан бу земинда бир қанчә миң йиллардин буян сиясий, мәдәнийәт , иқтисад вә нопус жәһәттә юқири салмақни һәмдә башламчилиқ саллаһийәтни тәшкил қилған уйғурлар 21-әсирдә бу салаһийитини сақлап қалаламду йоқ?
20-Әсирдә өз истиқбалини қолға кәлтүргән нурғунлиған милләтләр 21-әсирдин техиму зор үмидләрни күтмәктә. Улар 21-әсирдә өз земинидин вә өз районидин һалқип, дуняви тәсир күчкә игә болуш сәвийисигә йетишкә тиришип, 21-әсирниң өзлириниң әсири болидиғанлиқини жакарлимақта. Әмма, уйғур миллий әхлақ чүшәнчилиригә кризис елип кәлгән 21-әсирниң босуғусидила 20-әсирниң дәһшәтлик вабаси һесаблинидиған зәһәрлик чекимлик билән әйдиз кесили һәтта уйғурлар маканлашқан әң чәт йезиларғичә йетип кәлди. Әзәлдинла ислам диний әхлақи вә миллий әхлақ қарашлириға бай болған уйғурларниң луғитидә бүгүнки күндә "ақ тамака" билән "әйдиз" даъим қоллинилидиған сөз сүпитидә йәр алди. Америка алими жустин руделсон әпәндиниң тәбири бойичә алғанда, "әйдиз бүгүнки күндә вә буниңдин кейин уйғурларниң милләт сүпитидә йоқулушиниң муһим амили болуп қелиши мумкин. Шуңа уйғур хәлқи әгәр өзини сақлап қалмақчи болса, әйдиз билән зәһәрлик чекимликкә қарши пүтүн вужуд билән күрәш қилиши керәк".
21-Әсирниң йетип келиши билән дәсләпки вә кейинки оттура әсирләрдә мәркизий явро-асияда ортақ әдәбий тиллиқ ролини ойниған уйғур-түркий тили, әрәбләрниң, парисларниң, қитанларниң, моңғулларниң һәмдә манжуларниң һужумлири үстидин ғалип келип, тәккәммуллашқан һәм заманиви пән-техника тили вә сиясәт тили болуп, 20-әсирдә қайта қәд көтәргән болсиму, уйғурлар химийә, физика, биъологийә, математика қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алған заманиви пәнләр һәм медитсина һәтта компютер –учур технологийисидин ибарәт йеңи вә назук техникилиқ пәнләрниму өз тилида өгиниш һәм оқутуш, тәтқиқ қилиш шуниңдәк ижад қилиш иқтидариға игә болсиму, уйғурлар дунядики 2000 нәччә милләтниң ичидики нопуси әң көп йүз милләтниң қатариға кириш билән жуңгода аз санлиқ милләт дәп қаралсиму, әмма уйғур аптоном районида асасий милләт, көп санлиқ милләт шуниңдәк дуня милләтлири ичидә йәнила көп санлиқ милләт һесаблансиму, лекин уйғур тили 21-әсирниң босуғисидила тарихта көрүлмигән риқабәт вә шаллиниветилиш тәһдидигә дуч кәлди.
Оттура әсирләрдә уйғур тили-йезиқини билиш мәдәнийәтниң әң юқири пәллиси дәп қарилип, мәркизий явро –асия инсанлири бу тилни билгәнликидин пәхирләнъгән болса, бүгүнки күндә бу тилниң игилири болған уйғурлар өзлириниң уйғур тилини өзлири етибарсиз қалдурмақта вә уйғур тилида сөзләштин номус қилиш кәйпиятини пәйда қилмақта. Уйғурларниң өз тиллирини қәдирлимәсликини һес қилған сиясәтчи әрбаблар ашкара һалда " уйғур тилида пән-техника өгинишкә болмайдиғанлиқини, базар игиликигә техиму маслашқини болмайдиғанлиқини" тәкитлимәктә, сиясәт вә жәмийәт характерлиқ шәкиллиниватқан уйғур тилиниң ролини чүшүрүш долқуни, махмут қәшқириниң, йүсүп хас һажипниң вә әлишир навайиниң шуниңдәк 1944-йилидин 1949-йилиғичә или, тарбағатай вә алтай вилайәтлири даъирисидә системилиқ һакимийәт түзүлмилирини бәш йил башқуруш билән һәммигә қабил вә лайиқ тил икәнлики йәнә бир қетим испатланъған әхмәтжан қасиминиң шуниңдәк бу тилни қоғдаш үчүн жанлирини қурбан қилған йүз миңлиған қурбанларниң тилиға тәһдид йәтмәктә.
Тилдин ибарәт милләтниң қәлб әңгүштиридин айрилип қалған милләтниң истиқбалидин сөз ечиш әсла мумкин әмәс, халисиңиз, руслардин, японлардин, франсузлардин вә хәнзулардин өз тилиңизни ташлап униң орниға башқа тилни ишлитишни, өз тилиңизни унтушни халамсиз дәп сорап беқиң, улар бәлки бу соъалиңизға чирайлиқ гәп билән әмәс, бәлки мушти билән жаваб бериши мумкин. Әлвәттә, башқа бир тилни яхши өгиниш билән у тилни өзиниң маъарипиға вә күндилик паъалийәтлиригә һөкүмранлиқ қилдурушниң пәрқи бар.
21-Әсирниң йетип келиши билән уйғурлар йәнә интайин күчлүк базар риқабити, мәдәнийәт риқабити һәм миллий аң вә ғурур риқабәтлиригә дуч кәлди. Уйғурларға бу риқабәтләрдә ғалип чиқиштин башқа чиқиш йоли йоқ, әгәр уттурса, ақивәтни һәр қандақ шәкилдә тәсвирләш мумкин. Лекин, хушаллинарлиқ бир нуқта шуки, үмидварлиқ билән өзлирини һеч кимдин кәм санимаслиқ роһи миллий пишикисиниң чоңқур қатламлиридин орун алған уйғурлар өзлириниң дунядики башқа хәлқләрдин артуқ туридиған йеқиндин буянқи нәтижилири арқилиқ дадиллиқ билән " 21-әсир бизниң әсиримиз болиду" дәп ейтишқа һәқлиқ.
Уйғур дияри жуғрапийилик жайлишиш жәһәттин елип ейтқанда уйғурлар үчүн шунчилик муһим вә әвзәл шараъитқа игә. Уйғур дияри 21-әсирдә йеңи йипәк йолиниң муһим өткили болуш ролини өтәйду. Жуңгониң күнсайин ешиватқан енергийә еһтияжи вә иқтисадий тәрәққияти шуниңдәк хәлқъара һәрбий-сиясий истратегийиси уйғур дияри билән зич бағланъған болуп, нөвәттә, қазақистан билән жуңго арисидики нефит тошуш турубиси ишқа киришти. Бу йол жуңгониң нефиткә болған еһтияжини һәл қилиштики наһайити муһим васитә. 2011-Йилидин етибарән газ ақтурилидиған русийә билән жуңго арисидики тәбиъий газ турубисиму уйғур дияридин өтиду.
Төмүр йол қатниши жәһәттинму, қәшқәр-қирғизистан-өзбекистан төмүр йоли туташтурулса, у чағда жуңгониң биваситә оттура асия арқилиқ ғәрбий асияға һәмдә кавказийә райони билән болған иқтисадий алақиси йеңи пәллигә көтүрүлиду. Әгәрдә пакистанъға тутишидиған төмүр йол мәйданъға кәлсә, жуңго уйғур дияри арқилиқ пакистанниң карачи портиға андин кейин һинди окянъға чиқип, һинди окян бойидики нефит мәһсулатлирини бу йол арқилиқ қисқа вақит һәм қисқа мусапә билән жуңгоға тошуп келәләйду шуниңдәк тавар алмаштурушта вә содида йәнә йеңи мәнпәъәтләргә еришиду. Қисқиси , уйғур дияри жуңгониң ғәрбий вә жәнубий асия жүмлидин явропа билән болған түрлүк иқтисадий алақилиридики муһим өткәл болупла қалмастин бәлки, кәлгүсидә жуңгониң ислам дуняси билән болидиған дипломатийилик мунасивәтлиридики муһим васитилиқ ролиға еришиду. Шуңа, жуңго истратегийичилири " шинжаң гөһәр земин" дәп бикарға ейтмиған.
Уйғур хәлқи өзлириниң жуңго билән ташқи дуня арисидики шуниңдәк жуңгониң кәлгүси тәрәққиятидики муһим бәлвағқа жайлашқанлиқидәк әвзәлликини вә ролини толуқ тонуп йетип, өзлириниң бу әвзәлликлири вә роллиридин қандақ пайдилиниш йоллирини тепип чиқалиса, бу уйғурлар үчүн бәхт елип келәлиши мумкин. Әлвәттә, арзуларниң әмәлгә ешиши үчүн бәдәл төләш керәк, адил һошур сәншиъа боғузиға тартилған төт йүз метир егизликта меңиш үчүн бәдәл төләшкә тәйяр иди. Чүнки, уму худди бизгә охшаш адәм болғачқа, әшу егизликтин чүшүп кәтсә, униң һечнемиси қалмас иди. Абла мәжүнму худди шундақ !
Гүл зөһрә бәлки тәкламакандин йүгүрәп өтүш үчүн охшашла адил һошурдин қелишмайдиған хәтәргә тәвәккүлчилик қилди . Улар әнә шундақ бәдәл төләш роһи билән өзинила әмәс бәлки миллитини тонутти, бу милләтниң дунядики һәр қандақ бир өзлирини илғар вә бүйүк һесаблиған инсанлар топидин қелишмайдиған, һәммигә қадир вә лайиқ бир милләт икәнликини испатлиди! мана бу уйғурға керәк роһ! шуниңға ишинимәнки, уйғур хәлқи әзәлдин өз батурлири, өз алимлири, сәнъәткарлири, қисқиси өз миллити үчүн яхши ишларни қилған адәмлирини қәдирләшкә вә сөйүшкә шуниңдәк уни унтуп қалмаслиқ хусусийитигә игә бир хәлқтур.
Уйғур үчүн уйғурсиз қалған, юрт үчүн юртсиз қалған, ана тили үчүн тилсиз қалған, пак роһи үчүн жансиз қалғанларниң Мурат-мәхсәтлири чоқум әмәлгә ашиду, чүнки тарих әң адил сотчидур! чүнки тарих һеч қачан көз йешиға ишәнмигән һәм ишәнмәйдуки, бу худди адил һошурниң пәләкни бойсундуруш роһи тарих яратқандәк бир иш, ишинимәнки, яш талантлиримиз әркин билән рахманжанлар хитап қилғандәк дөң көврүктин келидиған уйғур һиди әбәдийлик болғуси ! һәм бу һид худди тарихта султан сутуқтәк , батур тәңриқуттәк, моюнчурдәк қәһриман әждадлиримиз дуняға яйғандәк йәнә дуняға йейилғуси !!
Уйғур нахшилиридин шундақ пурақлар кәлсунки, униңда ажизларниң йиғиси билән бичариләрчә иңриши әмәс, бәлки мәрданә нәриләр, жасарәт вә үмидварлиқлар мәвжи урсун, сәнъәт билән биргә яшайдиған уйғурлар һаман сәнъәт билән өзини туйиду вә сәнъәт билән өзини тәрбийиләйду. Өз әслини унтуп қалмаслиқ вә йоқатмаслиқ асаста башқа милләтләрниң нахша-музикилирини өгинип , уни уйғур музикисиға сиңдүрүш керәкки, һәргизму башқиларниң музикилириниң әсири болуп қалмаслиқ керәк. Қобул қилип пайдилиниш билән көчүривелишниң арисида зор пәрқләр мәвжут. Нахша-музикидики тәрәққиятму бир милләтниң бүгүнки күндики тәрәққият сәвийиси вә раважлиниш йөлүнишини көрситип беридиған бәлгиләрниң биридур
Ишинимәнки, Муратниң или вә түмән дәрясиниң сүйини ичиш арзулири чоқум әмәлгә ашиду, ялғуз Муратниңла әмәс бәлки, униңға охшаш он миңлиған, йүз миңлиған , милйонлиған Муратларниң Мурат-мәқсәтлири чоқум реяллиққа айлиниду.

***